путин: венезуеланиң ички ишлириға арилишиш хәлқара қанунни дәпсәндә қилғанлиқтур

русийә пирезиденти виладимир путин венезуеланиң ички ишлириға арилишишниң хәлқара қанунни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилғанлиқ болидиғанлиқини ейтти.

1133142
путин: венезуеланиң ички ишлириға арилишиш хәлқара қанунни дәпсәндә қилғанлиқтур

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийи ахбарат васитилири мәркизи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, путин венезуеладики йеқинқи өзгиришләр мунасивити билән пирезидент мадуроға телефон қилип, русийәниң қанунлуқ һөкүмәтни қоллайдиғанлиқини әскәрткән һәмдә венезуеланиң ички ишлириға арилишишқа қарши икәнликини билдүрүп мундақ дегән: «венезуеланиң ички ишлириға арилишиш хәлқара қанунни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилғанлиқ болиду, тәрәпләр русийә билән венезуела оттурисидики һәмкарлиқни изчил давамлаштуруш ирадилириниң қәтийликини намайән қилди. сақлиниватқан мәсилиләр асасий қанун даирисидә вә венезуела хәлқиниң ирадисигә уйғун шәкилдә тинч йол билән һәл қилиниши керәк.»

венезуелада миллий мәҗлисниң башлиқи вә өктичи рәһбәр җуан гуаидо, мадуро һөкүмитини етирап қилмайдиғанлиқлирини билдүрүп, өзини венезуеланиң «вақитлиқ дөләт рәиси» дәп елан қилғаниди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампму түнүгүн елан қилған байанатида, гуаидони венезуелатниң «вақитлиқ дөләт рәиси» сүпитидә етирап қилидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر