«дөлитимизни қорчақ һөкүмәтниң башқурушиға йол қоймаймиз»

венезуела пирезиденти николас мадуро хуән гуайдониң өзини венезуеланиң мувәққәт пирезиденти җакарлишиниң қанунсиз икәнликини билдүрди.

1132928
«дөлитимизни қорчақ һөкүмәтниң башқурушиға йол қоймаймиз»

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела пирезиденти николас мадуро, өктичиләрниң башқурушидики дөләт мәҗлисиниң башлиқи болған хуән гуайдониң өзини венезуеланиң мувәққәт пирезиденти җакарлишиниң қанунсиз икәнликини, шуңа бу мәсилини сот мәһкимисиниң бир тәрәп қилиши лазимлиқини ейтти.

мадуро пайтәхт каракастики алий сот мәһкимисидә өткүзүлгән йиғинда, венезуеланиң нөвәттики вәзийити үстидә тәпсилий тохталди.

бултур өткүзүлгән сайламда %68 авазға еришкән мадуро, ташқи күчләрниң «асасий қанунға зит һалда өзини пирезидент елан қилған  қорчақ бир кишини» венезуелаға пирезидент қилиш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди.

сөзидә дөләт мәҗлиси башлиқи хуән гуайдниң исмини тилға алмиған пирезиденти мадуро, адаләтниң тинчлиқ вә муқимлиқни бәрпа қилалайдиғанлиқини әскәртип: бу мәсилини сот бир тәрәп қилиши керәк, бу мәсилини мән бир тәрәп қилалаймән, чүнки мәндә ундақ һоқуқ йоқ, мән пәқәт бу әһвални алақидар орунларғила әрз қилалаймән, халас. пирезидент болуш сүпитим билән венезуелада қанунниң үстүн болушини арзу қилимән, қанун болса тинчлиқ вә демократийә болиду, қанун дөлитигә һөрмәт қилиниши лазим, биз йашисақла нә җумһурийәт нә вәтәнни қолдин берип қоймаймиз, деди.

өктичиләрму күнтәртипкә елип келиватқан асасий қанунниң мунасивәтлик маддиси үстидиму тохталған мадуро, бу маддиниң өлүм, истепа, вәзиписидин елип ташлиниш қатарлиқ алаһидә әһваллар йүз бәргәндә иҗра қилинидиғанлиқини вә өзиниң һелиһәм қанунлуқ пирезидент икәнликини ейтти.

николас мадуро венезуелада һәрбий-сийасий өзгириш йүз беришигә вә ташқи күчләрниң қорчақ бир һөкүмәт қуруп чиқишиға қәтий йол қоймайдиғанлиқилирини, хәлқ тәрипидин сайланмиған бир кишиниң өзини пирезидент елан қиливелип өзини қанун вә милләттинму үстүн көрүвелишиға қарши икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر