дүзҗәдә шир сүрәтлик қәдимкий таш тизма рәсим байқалди

дүзҗәгә җайлашқан «Prusias ad Hypium» қәдимкий шәһиридә елип берилған қезип тәкшүрүш җәрйанида, дийонйисос ибадәтханисини әкис әттүридиған шир сүрәтлик таш тизма рәсим тепилди.

2065142
дүзҗәдә шир сүрәтлик қәдимкий таш тизма рәсим байқалди

түркийә авази радйоси хәвири: конуралп районидики қәдимкий шәһәрдә мәдәнийәт мираслири вә музейлар идарисиниң рухсити билән елип берилған қезип тәкшүрүшләр җәрйанида,  йеңи байқашлар оттуриға чиқти.

тийатирханиниң үстидики районда тәкшүрүш елип бериватқан қезиш әтрити порто(алди тәрипигә түврүк қойулған йепиқ, очуқ рәсимхана) ға тутишидиған қурулмида шир сүрәтлик таш тизма рәсимни байқиди.

мутәхәсисләрниң қаришичә, йеңидин байқалған таш тизма рәсимлик өй, рим дәвригә аит  бир чоқунуш райони (йәни бир хәлқ йаки гуруппиниң мәлум қиммәт қариши, етиқади, әнәнә, сәнәт вә башқа мәдәнийәт амиллирини өз ичигә алған омумий турмуш усулини ипадиләйдиған район) ға вәкиллик қилидикән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر