қатарға кәлгән дунйа лоңқиси путбол мәстанилири ислам билән тонушмақта

қатарниң пайтәхти доһадики қатара мәдәнийәт кәнти җамәси ислам билән тонушушни халайдиған 2022 - йиллиқ дунйа лоңқиси путбол мәстанилириниң қизиқиш мәркизигә айланди.

1910300
қатарға кәлгән дунйа лоңқиси путбол мәстанилири ислам билән тонушмақта

түркийә авази радийоси хәвири: қатара мәдәнийәт кәнти җамәсидә хизмәт қилидиған көп тиллиқ әр-айал дәвәтчиләр сайаһәтчиләргә ислам динини вә мөтидиллиқини чүшәндүрмәктә.

җамәниң дәрвазисида зийарәтчиләр телефонда көрәләйдиған 30 дин артуқ тилда «ислам» ға мунасивәтлик електронлуқ тахтайлар орнитилған болуп, халиғанларға йәнә охшимиған тилларда исламни тонуштуридиған китабчиларму тарқитип берилмәктә.

дунйа лоңқиси мусабиқилирини көрүш үчүн охшимиған дөләтләрдин қатарға кәлгән сайаһәтчиләрни нурғунлиған коча вә доқмушларниң тамлирида йахши әмәлләрниң пәзиләтлирини чүшәндүридиған муһәммәд әләйһиссаламниң һәдислириму қарши алмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر