америкада турушлуқ 12 йашлиқ түрк өсмүр шаһматта дунйа бойичә алдинқи 100 ниң бирси болди

америкада турушлуқ 12 йашлиқ каған уз шаһматта өзиниң йаш гурупписидикиләр арисида дунйа бойичә алдинқи 100 ниң ичигә кирди.

1532180
америкада турушлуқ 12 йашлиқ түрк өсмүр шаһматта дунйа бойичә алдинқи 100 ниң бирси болди

 

 

6 йаш вақтидин башлап шаһмат ойнашни өгәнгән вә 9 йаштин башлап шаһматни қаидилик ойнашни башлиған каған уз америка шаһмат бирләшмиси елан қилған нойабирсики тизимликтә дунйа бойичә 82 – вә  америка бойичә 77 – орунға игә болди.

невада иштатиниң рено шәһиридә олтурушлуқ каған узниң ейтишичә , йуқум башлиништин  илгири, ата-аниси уни шаһмат кулубиға йадурған болуп, әмдиликтә болса торда ойнашни давамлаштурған.

каған уз: «мән шаһматқа маһир болушни вә давамлиқ ойнашни халаймән. мениң тохтап қелиш пиланим йоқ. мусабиқиләргә қатнишишни вә техиму йахши болушни халаймән» деди.

аниси ирәм уз оғли каған узниң авғусттин бери толуқ оттура мәктәпләр бойичә  алдинқи 100 ниң ичигә киргәнлики билдүрүп: «мән кағанниң өзи йақтуридиған бир ойуни барлиқини вә  шаһматқа маһир икәнликини биләттим. әмма униң бунчә йахши икәнликини билмәйттим. тизимликтә униң исмини көрүп һәйран қалдим. буниңдин кейин техиму көп һәмдәм болушни пиланлаватимән вә  мусабиқиләргә қатнишишини арзу қилимән» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر