америка: йавропадики қисимлиримиз хитайға қарши күрәш даирисидә башқа районларға орунлаштурулди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо, дөлитиниң йавропадики қисимлирини хитайға қарши күрәш даирисидә башқа районларға орунлаштурғанлиқини билдүрди.

1443528
америка: йавропадики қисимлиримиз хитайға қарши күрәш даирисидә башқа районларға орунлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: у, мәркизи вашингтондики тәтқиқат оргини «German Marshall Fund» тәрипидин өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинида, хитайниң дунйа миқйасидики тәсир күчи вә паалийәтлири тоғрулуқ тохталди, һәмдә хитайниң болупму һиндистан вә шәрқий җәнубий асийадики малайшийа, һиндонезийә, вейтнам, филиппин қатарлиқ дөләтләргә җиддий тәһдит селишқа башлиғанлиқини, шу вәҗидин, америка қошма иштатлириниң йавропадики күчлирини мәзкур районға йөткәшкә башлиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу тәһдитниң келип чиқиш мәнбәсигә нәзәр ташлиғандин кейин, өз мәнбәлиримиздин қандақ пайдилишимизниң зөрүрлүкини тонуп йәттуқ. йавропадин йөткәп, районға орунлаштурған күчлиримиз, ахбарат органлири, һава армийәси вә деңиз армийәси күчлирини өз ичигә елиши мумкин. хитай хәлқ азадлиқ армийәсигә қарши күрәштә йетәрлик тәййарлиқлиримизни тамамлаймиз вә йетәрлик мәнбәйимизниң болушиға капаләтлик қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر