«түркийә шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәйду»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң 1 – ийулдин башлап шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң 2020 – 2021 – йиллиқ нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәйдиғанлиқини билдүрди.

1443725
«түркийә шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәйду»

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң  телевизийә - телефон йиғиниға қатнашқан чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «йиғинда, <вухән вируси> дин кейинки күндилик һайатта нормаллишиш басқучида шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписи даирисидә һәмкарлиқ орнитиш вә йәниму күчәйтиш имканийәтлири үстидә музакириләрни елип бардуқ. 1 – ийулдин башлап, балқан районидики әң кәң даирилик тәшкилат болған шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң 2020 – 2021 – йиллиқ нөвәтчи рәислик вәзиписини өткүзүвалимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر