чанаққәләдә нурғун көчмән қутқузувелинди

чанаққәләниң айваҗиқ наһийәсидә гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири тәрипидин түркийәниң су тәвәликигә қоғливетилгән 62 көчмән қутқузувелинди.

1443796
чанаққәләдә нурғун көчмән қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә саһил бихәтәрлик қоманданлиқ иштаби әтрәтлири, әгә деңизидин гиретсийәниң мидилли арилиға кетиш үчүн йолға чиққан охшимиған дөләтләрдин 62 көчмәнниң гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири тәрипидин түркийә су тәвәликигә қоғливетилгәнликидин хәвәр тапқандин кейин, дәрһал нәқ мәйданға йетип берип, уларни дәвәбойну тумшуқи саһиллирида қутқузувалди, андин айваҗиққа қарашлиқ күчүкқуйу районидики саһил бихәтәрлик қаравулханисиға тапшуруп бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر