түркийә хитайға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә кишилик һоқуқни еир дәриҗидә дәпсәндә қилғанлиқи сәвәблик хитайға қаттиқ наразилиқ билдүрди вә бейҗиңни әнқәрәниң уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә алақидар инкаслирини нәзәргә елишқа чақирди.

1142019
түркийә хитайға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, уйғур түрклиригә қаритилған еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрулуқ елан қилған йазма байанатида, мундақ деди: «уйғур аптоном районидики уйғур түрклириниң вә башқа мусулман хәлқләрниң асаслиқ кишилик һәқ – һоқуқлирини дәпсәндә қилидиған бесимлар, болупму йеқинқи икки йилдин буйан барғансери күчийип кәтти вә хәлқара җәмийәтниң күнтәртипидин орун алди.»

халиғанчә тутқун қилиниватқан бир милйондин артуқ уйғур түркиниң йиғивелиш лагерлирида вә түрмиләрдә қийин – қистақлар, тән җазалири вә меңә йуйуш қатарлиқ җазаларға дуч келиватқанлиқи, буниң әмди һечкимгә сир әмәслики тәкитләнгән байанатта, йиғивелиш лагерлириниң сиртидики уйғурларниңму қаттиқ бесимға дуч келиватқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «чәт әлләрдә (хитай сиртидики дөләтләрдә) йашаватқан уйғур қериндашлиримиз вә пуқралиримиз бу райондики уруқ – туғқанлиридин хәвәр алалмайватиду, миңларчә уйғур балилар ата – анилиридин йирақлаштурулуп, йетим қалдурулуватиду, 21 – әсирдә йиғивелиш лагерлириниң қайтидин оттуриға чиқиши вә хитай даирилириниң уйғур түрклиригә қаратқан системилиқ һалдики ассимилйатсийә сийасити инсанлиқ намидин қаттиқ номус қиларлиқ иштур. уйғур аптоном районида йүз бериватқан инсаний тирагедийәгә мунасивәтлик қарашлиримизни хитай даирилириға һәр сәвийәдә йәткүздуқ.»

байанатта йәнә, мундақ дейилди: «мана мушундақ бир пәйттә, бир нахшиси сәвәбидинла 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған хәлқ нахшичиси абдуреһим һейтниң түрмигә ташлинип иккинчи йилиға қәдәм қойғанда вапат болғанлиқидин чәксиз қайғу – һәсрәт ичидә хәвәр таптуқ. бу ечинишлиқ һадисә, түркийә хәлқи вә кәң җамаәтчиликиниң уйғур аптоном районидики еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири мәсилисидики наразилиқини техиму күчәйтивәтти. бу һәқлиқ наразилиқниң хитай даирилири тәрипидин нәзәргә елинишини күтүватимиз, хәлқара җәмийәт билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниму уйғур аптоном районидики инсаний тирагедийәгә хатимә берилиши үчүн паал һәрикәткә өтүшкә чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر