әрдоған фазил сайниң әнқәрәдики консертиға қатнашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған атақлиқ музикант вә пийанист фазил сайниң «трува музикилиқ тийатири» намлиқ әсириниң әнқәрәдики ечилишиға қатнашти.

1128937
әрдоған фазил сайниң әнқәрәдики консертиға қатнашти

 

түркийә авази радийоси хәвири: әнқәрәдә сода уйушмиси қурултай залида өткүзүлгән консерттин кейин, әрдоған сәһнигә чиқип, фазил сайни тәбриклиди. атақлиқ пийанистни җумһур рәислик күллийәсидиму консирт беришкә тәклип қилди.

әрдоған фазил сайға ашиқ вәйсәлниң «мениң садиқ йарим қара тупрақтур» намлиқ линтисини һәдийә қилип рәхмәт ейтти.

андин әрдоған вә айали әминә әрдоған билән җумһур рәис муавини фуат октай вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән бирликтә мунбәргә чиққанда, фазил сай уларниң қәдәм тәшрип қилғанлиқи үчүн рәхмәт ейтти вә музика линтисиға имза қойуп, һәдийә қилди. 

консертқа әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған, җумһур рәис муавини фуат октай, күлтүр вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсой, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, маарип ишлири министири зийа сәлҗуқ, ички ишлар министири сулайман сойлу, җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин, армийә баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр, адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликтин башқа йәнә, әнқәрәдә зийарәттә болуватқан америка палата әзаси линдсей гираһамму қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر