әнглийә һөкүмити парламентниң мақуллуқидин өтти

әнглийә баш вәзири тереса мей өктичиләрниң һөкүмәтни тарқитиветиш пиланиға қарши парламентниң мақуллуқидин өтти.

1127496
әнглийә һөкүмити парламентниң мақуллуқидин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: мей өктичи ишчи партийәсиниң ишәнчисизлик тәклипини авазға қойушта парламентниң төвән қанити һесаблинидиған авам палатасиниң мақуллуқидин өтти.

авазға қойушта 325 парламент әзаси һөкүмәтни қоллап, 306 парламент әзаси һөкүмәткә қарши беләт ташлиди.

мейниң әнглийәниң йавропа иттипақидин чекиниши үчүн иттипақ билән түзгән келишим алдинқи күни парламент тәрипидин 202 гә қарши 432 аваз билән рәт қилинғандин кейин,   ишчи партийәси парламентқа һөкүмәткә қарши ишәнчисизлик тәклипи сунғаниди.

мейниң әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилиши мәсилисидә дүшәнбә күни парламентқа «б» пиланини сунуши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر