гүләр билән ақар дунфордқа тәзийә билдүрди

дөләт мудапиә министири һулуси ақар билән баш иштаб башлиқи йашар гүләр америка баш иштаб башлиқи генерал җозеф дунфордқа тәзийә билдүрди.

1127510
гүләр билән ақар дунфордқа тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: баш иштаб башлиқи йашар  гүләр белгийәниң пайтәхти бирйусселдики нато қараргаһида америка қошма иштатлири баш иштаб башлиқи җозеф дунфорд билән көрүшти.

 ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә әмәлгә ашқан учришишта,  гүләр сүрийәниң мунбич районида йүз бәргән түнүгүн (16-йанвар) ки һуҗумда америка әскәрлириниң өлүп кетиши мунасивити билән,  дунфордқа тәзийә билдүрди, шуниң билән бир вақитта, гүләр дөләт мудапиә министири һулуси ақарниңму тәзийә тиләклирини ипадилиди, һәмдә ақарниң «һәр түрлүк йардәмгә тәййар икәнликлири» гә алақидар сигналиниму  дунфордқа йәткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر