голландийәдә бир җаминиң алдида исламға қарши намайиш өткүзүлди

голландийәниң утречт шәһиридә исламға вә көчмәнләргә қарши пегида һәрикити, маракәшликләр әң көп баридиған бир җаминиң алдида исламға қарши намайиш өткүзди.

1127467
голландийәдә бир җаминиң алдида исламға қарши намайиш өткүзүлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: өзлирини «ғәрбниң исламлишишиға қарши вәтәнпәрвәр йавропалиқлар» дәп ативалған пегида һәрикитиниң намайишида исламға қарши филим көрситилди вә исламға һақарәт характерлик сөзләр ишлитилди.

намайишта җаминиң әтрапидики кәңри мәйданға егиз тосалғуларни қуруп, алаһидә бихәтәрлик тәдбирлирини елинғандин башқа йәнә, нурғун санда сақчиларниңму вәзипә өтиши һәмминиң диққитини тартти.

җамәниң кириш иғизиниң удулида өткүзүлгән намайиштин кейин, пегида һәрикити әзалириниң күшкүртүш характерлик байанатлириға наразилиқ билдүргән тосақниң йәнә бир тәрипидики район хәлқи вә сақчилар оттурисида қисқа вақитлиқ сүркилиш йүз бәрди.

сүркүлүшләр җәрйанида сақчилар 2 кишини назарәткә алди.

әби бәкир әссидиқ җамиси фонди җәмийити байанатчиси җәмал һури пегиданиң қилған намайиши вә байанатлириниң күшкүртүш икәнликини билдүрди.

җәмал һури: «намайиш үчүн таллиған орни күшкүртүш характерилик болған болсиму, биз җамәниң башқурғучи һәйити вә җамаити болуш сүпитимиз билән уларниң күшкүртиш ойунлириға кәлмәслик, уларға қәтий писәнт қилмаслиқ қарари алдуқ. бу уларға қайтурған әң йахши җавабимиздур. чүнки бу иш уларниң өзигә зийанлиқ болғуси» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر