хитай хуавей ширкити мәсилисидә америка вә канадаға бәдәл төлидиғанлиқини елан қилди

хитай даирилири чоң техника ширкити хуавейниң малийә ишлириға мәсул мудири миң ванҗу қойуп берилмигән тәқдирдә, америка вә канаданиң техиму еғир бәдәл төләшкә тәййар туриши керәклики һәққидә агаһландуруш елан қилди.

1122501
хитай хуавей ширкити мәсилисидә америка вә канадаға бәдәл төлидиғанлиқини елан қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитай коммунист партийәсиниң рәсмий мәтбуати болған «йәр шараи вақит гезити» дә елан қилинған баш мақалида, хуавейниң малийә ишлириға мәсул мудири миң ванҗу қойуп берилмигән тәқдирдә хитайниң америка вә канада техиму еғир бәдәл төлидиғанлиқи тәкитләнди.

баш мақалида, «америка вә канада миңни дәрһал қойуп бериши керәк. бу бирдин - бир таллаш йоли» дегән сазләр ишлитилди вә «америка һөкүмитиниң вақитлиқ тақалғанлиқи миң делосини кечиктүрүшкә баһанә болуп бәрмәслики шундақла хитайниң америка вә канада билән болған мунасивәтлириниң вашингитон даирилириниң чәләңгүш ички мәслилириниң тәсиригә учримаслиқи лазим» дейилди.

америкиниң өз бешимчилиқ билән бу хил назарәткә елишлириға ғәрб дөләтлиридин қоллашни қолға кәлтүрүшкә урунуп йүришиниң наһәқчилиқ икәнлики илгири сүрүлгән баш мақалида йәнә, «вақит өтүп кетип бариду. кана бир йолни таллиши лазим. хитайниң бир чоң техника сиркитиниң малийә ишлири мудири ахирида бирәр наһәқ сийасий қоршавға елишниң қорбаниға айлинидиған болса, америка вә канада хитайдин келидиған өч елишларға толуқ тәййарлиқ қилип қойуши лазим» дейилди.

канада иранға йүргүзүлгән ембарголарни бузуш үчүн сахтипәрлик қилғанлиқи сәвәбидин америкиниң тәлипигә бинаән миң ванҗуни 1декабирда ванковердә айропилан алмаштуруш алдида назарәткә алған вә вәқә ахбаратларда елан қилинған иди.

хитай канаданиң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси чон мик каллумни ташқи ишлар министирликигә чақиртип, миңниң дәрһал қойуп берилишини тәләп қилған вә әкси тәқдирдә җиддий мәсилиләр келип чиқидиғанлиқи һәққидә агаһландурушта болған иди. 

хитай шуниңдин кейин йәнә, канадалиқ сода санаәтчи мичәл сипавор вә сабиқ депломатийә хадими мичәл ковригни дөләт бихәтәрликигә тәһдит силиш паалийәтлири билән шуғулланған дегән баһанә билән назарәткә алған иди.

хуавейниң мәлийә ишлири мудири миң 12декабирда канада өткүзүлгән сотта 10 милйон канада доллири капаләт билән шәртлик қойуп бәргән иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر