чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 30.11.2018

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1098177
чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 30.11.2018

 

иранниң «IRNA» хәвәр агентлиқи, түркийә қатар истиратегийә алий комитетиниң 4нөвәтлик йиғининиң истанбулда чақирилғанлиқини, йиғинға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә қатар әмири шәйих тамим бин һамид алтаниниң қатнашқанлиқини һәмдә икки тәрәпниң өзара һәрбий һәмкарлиқни давамлаштуруш үчүн келишкәнликини хәвәр қилди.

америкиниң «Bloomber» хәвәр қанили, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийәдики бәзи районларни ишғал қилған вә америкиниң қоллиши астидики й п г/ п к к террорлуқ тәшкилати мәсилисидә, түркийәниң керәклик қәдәмләрни ташлайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «Ria Novosti» хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң террорлуқ тәшкилати даеш үстидә тохтилип, әслидә уларниң бәзи күчләр тәрипидин дунйани қорқутуш үчүн ишқа ашурулған лайиһә икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди. 

америкиниң «AP» хәвәр агентлиқи, түркийәниң қара деңизни бир тинчлиқ деңизиға айламдуруш керәкликини җикилигәнликини һәмдә русийә вә украина мәслисидики чушинишмәсликләрниму дйалог йоли арқилиқ һәл қилиш чақириқида болғанлиқини хәвәр қилди.

әнглийәниң «Reuters» хәвәр агентлиқи, түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт җавушоғлуниң: «сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәмәд бин сәлман җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшишни тәләб қилди вә һазир көрүшишкә тосалғу болидиған һечқандақ сәвәб йоқ» дегәнликини хәвәр қилди.

русийә авази радийоси, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң фирансийәдики намайишларға вә сақчиларниң зораванлиқиға йавропаниң сүкүт қиливтқанлиқини тәнқид қилип, «һазир парижда террорлуқ йүз бәрмәктә. шундақ икән хәлқара медийадин бирәр сада чиқтиму? йақ, дунйа сүкүт ичидә парижни көрмәйватиду. немә үчүн көрмәйду? уларниң етибариға дағ чүшишини халимайду. силәр буни халаңлар йаки халимаңлар, дунйа буни тәқиб қилмақта» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «Ria Novosti» хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң башқа дөләтләр билән болған содида, йәрлик пул бирликиниң техиму кәң даиридә ишлитилишини қоллайдиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «AFP» хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сәйшәнбә күни елан қилған байанатида, қибристики һәр хил пәрвасизларчә пәзитсйәләргә қарши алаһидә агаһландурушта болғанлиқини вә: «бәзи йавропа дөләтлириниң қоллишини қолға кәлтүргән геритсийә билән қибрис рум тәрәп һакимийитиниң пәрвасизларчә һәрикәтлири, биринчи болуп өзлиригә тәһдит вә хәвпниң мәнбәсигә айланди» дегәнликини хәвәр қилди.    

иранниң «IRNA» хәвәр агентлиқи, түркийә җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калинниң түркийәдә җәмал қашиқҗи җинайитигә алақидар тәкшүрүшләрниң давамлишиватқанлиқини бирақ сәуди әрәбистанниң бу җинайәтни айдиңлаштуруш мәсулийити барлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «AFP» хәвәр агентлиқи, америкиниң йеңи әлчихана бинаси җайлашқан әнқәрәдики кочиға атақли мусулман кишилик һоқуқ паалийәтчиси малколм иксниң исми қойулғанлиқини хәвәр қилди.

америка авази радийоси, түркийәниң «F-35» типлиқ уруш айропиланлириниң ишләпчиқирилишида муһим шерик икәнликини вә буниң америка дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатидиму алаһидә орун алғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر