трамп шималий корейәгә алақидар дәваларни рәт қилди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп ахбарат васитилирида шималий корейә тоғрулуқ тарқалған хәвәрләрни рәт қилди.

1087631
трамп шималий корейәгә алақидар дәваларни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, шималий корейәдә йеңи башқурулидиған бомба муәссәсәлириниң ениқлап чиқилғанлиқиға алақидар ахбарат васитилирида тарқалған хәвәрләрниң тоғра әмәсликини, чүнки бу муәссәсәләрниң  хәлқара җәмийәт тәрипидин йахши билинидиғанлиқини, дәрвәқә, буниң йеңи муәссәсәләр әмәсликини тәкитлиди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп шималий корейә рәһбири ким җоңун билән 12 – ийун күни сингапорда бир йәргә җәм болған, учришишта, икки рәһбәр шималий корейәни йадро қораллиридин халий қилиш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر