йәмән һөкүмити хусийларни агаһландурди

йәмән һөкүмити хусийларни агаһландурүп, қизил деңизниң җәнубиға җайлашқан бабул мәндәб боғузидики хәлқара тиҗарәтни һуҗум нишани қилмаслиқи керәкликини тәкитлиди.

1083930
йәмән һөкүмити хусийларни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән һөкүмити байанатчиси раҗиһ бади: «хусийлар еғир йоқутушқа дучар болғандин кейин, әмдиликтә террорлуқ пиланлирини ишқа селишни башлиди. хусийлар һудәйбәниң шималидики рас иса портида 1 милйон варилдин көпрәк хам нефит қачиланған йүк парахотини вә тиранспорт ленийәлирини һуҗум нишани қилмақчи боливатиду» деди.

раҗиһ бади сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш армийәгә тәвә бирләшмә қисим қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ йәмән қисимлириниң һудәйбәдики илгириләшлирини қоллап қуввәтләйдиғанлиқини тәкитләп, шәһәр билән портниң хусийлардин қутулдурулишиниң муһимлиқини, керәклик йаридәм бойумлириниң йәткүзүлиши вә хәлқниң қейинчилиқлириниң һәл қилип берилишиниң һәм инсаний һәм һәрбий муҗбурийәткә айланғанлиқини ейтти.

раҗиһ бади һудәйбә вә башқа барлиқ шәһәрләрдә, шәһәр асасий қурулушиға вә иқтисадқа қаритилған вәйран қилғуч террорлуқ паалийәтлиригә шундақла кишилик һоқуқниң дәпсәндичиликлиригә хусийларниң җавабкар икәнликини ейтти.

йәмән һөкүмити қисимлири һудәйбә шәһири вә портини хусийлардин қутқузуш үчүн 13ийунда сәуди әрәбистанниң башчилиқидики бирләшмә қисимларниң қоллиши билән һәрбий һәрикәт башлиған иди.

иттипақдаш қисимларму 17синтәбирдә һудәйбә шәһирини хусийлардин тазилаш үчүн кәң даирилик һәрикәт башлиған иди. 

һудәйбә порти зор инсаний киризискә дуч кәлгән йәмәнгә сирттин йардәмләрни йәткүзүштә интабим муһим әһмийәткә игә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر