афғанистанда талибан 30 нәпәр чегра мудапиә сақчисини өлтүрди

афғанистанниң иран чеграсидики сақчи понкити талибан қораллиқлириниң контироллуқиға өтүп кәтти.

1082691
афғанистанда талибан 30 нәпәр чегра мудапиә сақчисини өлтүрди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң ғәрбидики фараһ вилайитигә қарашлиқ пуш коһ наһийәси чегра сақчи понитиға талибан қоралиқ күчлири тәрипидин қилинған һуҗумда, 30 нәпәр чегра мудапиә сақчиси өлтүрүлди.

пуш коһ наһийәси һакими абдул һәким нури елан қилған байанатида, талибан қораллиқиллириниң наһийәниң иран чеграсидики сақчи понкитиға һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

абдул һәким нури һуҗумда йәнә, 20 нәпәр чегра мудапиә сақчисиниңму талибан тәрипидин тутуп кетилгәнликини әскәртип, сақчи понкитиниң талибан қораллиқлириниң контироллуқиға өтүп кәткәнликини билдүрди.

талибан тәрипидин елан қилинған байанатта, сақчи понкитидики нурғунлиған қорал вә оқ дориларниң қолға чүшүрүлгәнлики илгири сүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر