қазақистанда түркийә филимлири мәстанилири билән учраштурулди

қазақистанниң алмата шәһиридә 4 – нөвәтлик түркийә филимлири һәптиси паалийити өткүзүлди.

1082680
қазақистанда түркийә филимлири мәстанилири билән учраштурулди

 

түркийә авази радийоси хәвири: т р т 1 қанилиниң атақлиқ телевзийә тийатири «дирилиш әртуғрул» да сәлҗан хатунниң ролиға чиққан дидәм балчин билән сунгур тәкинниң ролиға чиққан сәзгин әрдәмир түркийә филимлири һәптиси паалийитиниң шәрәп меһманлири болди.

түркийәниң алматада турушлуқ баш консули қаған йилмаз түркийә хәлқи билән қазақистан хәлқиниң ортақ күлтүрләргә игә икәнликини ейтти.

қаған йилмаз күлтүр вә сайаһәт ишлири министирлиқи вә түркийәниң алматада турушлуқ консулханиси тәрипидин қоллап қуввәтләнгән паалийәттә сөз қилип, түркийәдики заманивий күлтүрни кено сәнити арқилиқ қазақистанға йәткүзиватқанлиқини билдүрди.

түркийә филимлири һәптиси паалийитидә, «вәзипимиз тәтил», «аччиқ, татлиқ вә чүчүк», «тумар вә сомунҗи баба» қатарлиқ филимләрму көрүрмәнләрниң һозуриға сунулди.

филимләр кено мәстанилириға қазақчә икран тәрҗимиси билән һәқсиз көрситилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر