05.10.2018

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1063136
05.10.2018

русийә авази радийоси, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә билән түзүлгән идлиб келишими нәтиҗисидә чоң бир көчмәнләр долқуниниң алди елинғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

австирийәниң «Die Presse» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң германийә зийаритидин кейи техника ширкити «Siemens» ниң түркийәгә йеңи мәбләғләрни салидиған болғанлиқини вә түркийәдә тиббий әслиһә ишләпчиқиришни пиланлиғанлиқини хәвәр қилди. 

америкиниң «Associated Press» хәвәр агентлиқи, сүрийәниң шималидики истира тегийәлик әһмийити йуқири мунбич шәһири әтрапида, бәлки мушу бир ай ичидә түркийә билән америка қисимлириниң бирликтә чарлашни башлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

италийәниң «ANSAmed» ахбарат тори, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийә мәсилиси һәққидә түркийә, русийә, фирансийә вә германийә билән өктәбир ейиниң иккинчи йеримида истанбулда бир йуқири дәриҗилик рәһбәрләр йиғини чақиридиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

әнглийәниң «Reuters» хәвәр агентлиқи, иқтисадта йолға қойған тәббирләр арқилиқ түркийә иқтисадиниң давамлиқ зорийиватқанлиқини, сентәбир ейидики експорт нисбитиниң интайин хушаллиқнарлиқ сәвийәгә йәткәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «Ria Novosti» хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә билән болған мунасивәтлирини түркийәниң дөләт мудапиә саһәсиниму өз ичигә алған һалда күчләндүрүш нийитидә икәнликини ейтқанлиқини вә бу мунасивәтләргә зийан селишқа урунидиған барлиқ тәтүр тәшвиқатларни бир тәрәп қилалиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «AFP» хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қатнишиши билән германийәниң колин шәһиридә йавропа бойичә әң чоң җамәниң ечилғанлиқини, җамәниң қурулушиға кәткән мәбләғниң болса, диний ишлар идариси түрк ислам бирлики җәмийити тәрипидин тәминләнгәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «Deutsche Welle» медийа оргини, 24ийундики сайламларниң арқидин түркийәдә җумһур рәислик дөләт түзүминиң орнитилғанлиқини вә йеңи түзүмдики йеңи парламентиниң сәйшәнбә күни хизмәт башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хитайниң хәлқаралиқ хитай радийоси «CRI», түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ташқи ишлар комитети башлиқи волқан бозқирниң байанатида, камбоджаниң әнқәрәдә әлчихана ечишиға алақидар қарарниң мақуллиғанлиқини вә бу һәқтә хизмәтләрниң башланғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

иранниң «Parstoday» радийо телевизийә тори, түркийә билән иранниң йеза игилики саһәсидики һәмкарлиқини күчәйтиватқанлиқини, икки дөләтниң болупму парник вә зәпәр ишләпчиқириш җәһәттә ортақ лайиһәләрни тәрәққий қилдурудиғанлиқини хәвәр қилди.  

әнглийәдә әрәбчә чиқидиған «Eş-Şark El-Avsat» хәлқаралиқ гезити, адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликниң оттура шәрқтә даеш қандақ исанийәткә зит мәқсәтләргә игә болған болса, йавропадики радикал оңчиларниңму шундақ инсанийәткә зит мәқсәт вә қилмишларға игә икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر