америка хитайниң бир һәрбий оргини вә мәсуллириға ембарго йүргүзди

хитай, русийә билән һәрбий мунасивити болғанлиқи сәвәбидин америкиниң хитайниң бир һәрбий оргиниға вә мәсуллириға ембарго йүргүзүш қарари мақуллиғанлиқини әйиблди.

1054313
америка хитайниң бир һәрбий оргини вә мәсуллириға ембарго йүргүзди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси гиң шуаң пәйтәхт бейҗиңда чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида, америка һөкүмитиниң ембарго йүргүзүш қарари үстидә тохтилип, «америкиниң мәзкур мәнтиқсиз усуллириға қаттиқ ғәзипимиз кәлгәнликини билдүримиз» деди.

америкиниң ембарго қарариниң хәлқаралиқ қаидә, өлчәмләрни еғир дәриҗидә айақ асти қилғанлиқини илгири сүргән байаначи гиң шуаң, бу қарарниң икки дөләт вә икки дөләт армийәси оттурсидики мунасивәтләргә зор зийан салғанлиқини ейтти. 

  гиң шуаң: «америкини күчлүк бир шәкилдә хатасини түзүтишкә вә аталмиш ембарго қарарини әмәлдин қалдурушқа чақириқ қилимиз. әксичә болғанда америка буниң ақивитигә бәрдашлиқ беришкә мәҗбур болиду» дегән сөзләрни ишләтти.

америка ташқи ишлар министирлиқи түнүгүн русийә билән һәрбий мунасивәтлири болғанлиқи сәвәбидин хитай дөләт мудапиә министирлиқиға қарашлиқ әслиһәләрни тәрәққий қилдуруш оргиниға вә мәсуллириға ембарго йүргүзүш қарари мақуллиғанлиқини елан қилған иди.

америка хәзинә ишлири министирлиқи билән бирликтә елинғанлиқи әскәртилгән имбарго қарари, хитай дөләт мудапиә министирлиқиға қарашлиқ әслиһәләрни тәрәққий қилдуруш оргини әзалириниң америка ичидики вә америкиға қарашлиқ районлардики барлиқ маддий рәсмийәтлириниң тохтитип қойулишини, америка ичидики мал мүлүклириниңму дәрһал тоңлитип қойулишини өз ичигә алиду.

бу қарар йәнә, америка билән мунасивити болған кишиләрниң вә америка пуқралириниң хитайниң мәркизий армийә комитети билән сода алақә қилишиниму мәний қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر