ислам дүшмәнлики билән тонулған вилдерстин йәнә бир шәрмәндичилик

голландийәдә радикал оңчи әркинликләр партийәси рәһбири герт вилдерс исламий ипадиләрниң мәний қилиниши үчүн парламентқа қанун тәклипи сунди.

1053013
ислам дүшмәнлики билән тонулған вилдерстин йәнә бир шәрмәндичилик

түркийә авази радийоси хәвири: вилдерс парламентта сөзлигән шәрмәндиләрчә нутуқида, «дөлитимиз исламдин тазилиниши лазим. ислам голландийәгә тәвә әмәс. ислам нәпрәт вә террорлуқ билән баравәрдур. йиллардин буйан исламни чәкләш үчүн һечқандақ хизмәт қилинмиди. шуңа голландийәдә исламий ипадиләрниң мәний қилиниши үчүн қанун тәклипи сунимән» деди.

вилдерс буниң ғәрб дөләтлиридә тунҗи иш болидиғанлиқини тәкитләп, «җамиләр вә исламй мәктәпләр тақалсун, қуран билән һиҗап чәкләнсун. башқа дөләтләрниңму буни үлгә елишини үмид қилимән» деди.

парламенттики башқа партийәләрниң рәһбәрлири болса, вилдерсқа наразилиқ билдүрүп, бундақ қанунниң голландийә асасий қанунида капаләткә игә қилинған диний әркинликләргә зит икәнликини тилға алди.

дәнк партийәси парламент гуруппа башлиқи тунахан қузу вилдерсқа толиму ичидинидиғанлиқини билдүрүп, вилдерсниң 14 йилдин буйан охшаш гәп вә охшаш ишларни қилип келиватқанлиқини, йәнә 14 йил давамлаштурған тәқдирдиму һәр даим униңға қарши туридиғанлиқини ейтти.

тунахан қузу: «вилдерсниң сийасий өтмүши қан билән толған. йеқинқи 14 йилда җамиләргә қилиниватқан һуҗумлар вә мусулманларға силиниватқан тәһдитләргә охшаш ирқий айримчилиқ вә мусулманларға қарши нәпрәт йуқири өрлиди. 2011йилида елип берилған бир тәкшүрүшкә асасланғанда, радикал оңчи әркинликләр партийәси «PVV» әзалириниң %25 дегүдәк мәқсәтлиригә йетиш үчүн зорванлиққа қилишқа тәййар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر