пакистан һиндистанни дийалогқа чақирди

пакистан баш министири имран хан һиндистан баш министири нарәндира модини дөләтлри арисидики дийалог басқучини қайтидин башлашқа чақириқ қилди.

1053641
пакистан һиндистанни дийалогқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан баш министири имран хан һиндистан баш министириға йазған мәктубида, икки дөләт оттурисидики мәсилиләрни һәл қилиш үчүн дийалог үстилиниң қайтидин қурулши керәкликини ейтти.

пакистан ташқи ишлар министирлиқи мәзкур мәктубниң моди тәрипидин йолланған тәбрикнамигә җавабән йезилғанлиқини билдүрди.

байанатта, «дийалогни қайтидин башлаш чақириқиға һиндистандин рәсмий бир җавап келишини күтмәктимиз» дейилди.

мәктупта музакирә қилинишқа тегишлик темиларниң кәшмир мәсилиси, сир керик вә сайчин мәсилиси икәнлики уқтурулди.

пакистан баш министири имран хан буниңдин илгири елан қилған байанатидиму дийалогқа чақириқ қилған болуп, нийу йоркта өткүзүлгән бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинида моди билән учришишни халайдиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر