қазақистанда «нахша – уссул роһи» намлиқ фестивал өткүзүлди
қазақистанниң пайтәхти астанада «нахша – уссул роһи» намлиқ хәлқара етник нахша – музика вә уссул фестивали өткүзүлди.
түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан мәдәнийәт вә тәнтәрбийә ишлири министирлиқи билән нахша – уссул комитети тәрипидин қазақистан консерт сарийида өткүзүлгән фестивалға, қазақистан, қирғизистан, әзәрбәйҗан, өзбекистан, русийә, гирузийә, латвийә, һиндистан, америка қошма иштатлири, иреландийә вә канададин сәнәрчиләр вә уссул өмәклири қатнашти.
миллий вә даңлиқ нахша – музикилар орундалған фестивалда, сәнәтчиләр ана тиллирида нахшиларни йаңратти һәмдә миллий кийим – кечәкләрни кийип, уссул ойниди.
нахша – уссул комитетиниң билдүрүшичә, фестивалдин мәқсәт, дөләтләр ара мәдәнийәт алмаштурушта муһим рол ойнайдиған етник мәдәнийәт әнәнилирини техиму тәрәққий қилдуруш вә йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш икән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.
өзбекистан билән венгирийә әркин иқтисадий район қуриду
өзбекистанда венгирийә вә йавропа ширкәтлири үчүн алаһидә әркин иқтисадий район қурулиду.