йавропа иттипақи украина мәсилисигә алақидар ембарголарни давамлаштуридиған болди

йавропа иттипақи украинаниң земин пүтүнликигә тәһдит салғучиларға алақидар ебарго қарариниң муддитини йәнә 6 ай узартти.

1048810
йавропа иттипақи украина мәсилисигә алақидар ембарголарни давамлаштуридиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи украинаниң земин пүтүнликигә тәһдит салған шәхс вә органларға қаратқан ебарго қарариниң муддитини йәнә 6 ай узартти.

йавропа иттипақи кеңишидин елан қилинған байанатта, украинаниң земин пүтүнликини, игилик һоқуқи вә мустәқиллиқини һуҗум нишани қилғанларға қарши йолға қойулған чәкләш характерлиқ тәдбирләрниң муддитиниң 2019йили 15 - мартқичә давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.

йавропа иттипақи украинаниң земин пүтүнликигә тәһдит селиш билән әйибләп, 155 киши вә 44 органға мал мүлкини тоңлитип қойуш, сайаһәт чәклимилири қойуш қатарлиқ ембарголарни йолға қойған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر