йавропа иттипақи идлиб мәсилиси тоғрулуқ агаһландуруш бәрди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасәтлири алаһидә вәкили федерика моғерини сүрийәниң идлиб райониға һәрбий һуҗум қилинған тәқдирдә милйонларчә пуқраниң хәвпкә дуч келидиғанлиқи тоғрулуқ агаһландуруш бәрди.

1043328
йавропа иттипақи идлиб мәсилиси тоғрулуқ агаһландуруш бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: федерика моғерини бирләшкән дөләтләр тәшкилати сүрийә алаһидә вәкили стаффан де мистура биләнму телефонда көрүшкәндин кейин елан қилған йазма байанатида, сүрийәдә уда 7 йилдин буйан давамлишиватқан урушниң милйонларчә инсанға нисбәтән ейтип түгәткүсиз дәрд – әләмләргә сәвәб болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «нөвәттә биз идлибтә вәзийәтниң техиму йаманлишип кетиш хәвпигә дуч келиватимиз. шуңа, бу хәвпниң алдини елишимизға тоғра келиду. болмиса, һуҗум қарари чиқарғанлар йаки буниңға йол қойғанлар тарих  алдида вә хәлқниң нәзиридә җавабкарлиққа тартилиду.»

сүрийәниң наһайити сәзгүр болған идлиб райониға һәрбий һуҗум қилинған тәқдирдә, милйонларчә пуқраниң хәвпкә дуч келидиғанлиқи, 3 милйондин артуқ пуқраниң палакәт гирдабиға иттирилидиғанлиқи тоғрулуқ агаһландуруш бәргән федерика моғерини, буниң йеңи бир паҗиәни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини һәмдә сүркилишни техиму кәскинләштүрүветидиғанлиқини әскәртти.

йавропа иттипақиниң сүрийәдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати башчилиқида киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш тиришчанлиқлирини қоллап келиватқанлиқини әскәрткән моғерини, астана капаләтчилирини пуқраларни қоғдаш мәсилисини әң муһим хизмәт күнтәртипигә киргүзүшкә чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر