негирийәдә 22 террорчи қолға чүшти

негирийәдә террорлуқ тәшкилати бако һарамға қарши елип берилған һәрбий һәрикәттә 22 террорчи қолға чүшти.

1015197
негирийәдә 22 террорчи қолға чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: негирийә сақчи даирилири мәсуллиридин офетсир дамен чукву елан қилған байанатида, борно өлкисигә қарашлиқ бама вә гивоза районида бако һарамға қарши һәрбий елип берилғанлиқини билдүрди.

дамен чукву һәрбий һәрикәт җәрйанида, назазәткә елинған 22 террорлуқ тәшкилати әзасидин 8 кишиниң чибуклуқ қизларни елип қечиш вә адамава билән майдугури районлирида 50 қетимдин көпрәк адәм бомба һуҗуми вәқәси туғдуруш җинайәтлиригә җавабкар икәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر