түркийә өзбекистанниң 4 – чоң сода шерикигә айланди

түркийә бу йилниң дәсләпки йеримида өзбекистанниң әң чоң сода шерикилиридин биригә айланди.

1014867
түркийә өзбекистанниң 4 – чоң сода шерикигә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан дөләтлик истатистика комитетиниң билдүрүшичә, дөләтниң ташқи сода омумий соммиси  бу йилниң дәсләпки йеримида 17.7 милйард долларға йәткән, експорт миқдари 7.8 милйард долларға, импорт миқдари 9.9 милйард долларға йәткән, ташқи сода пассип баланиси болса 2.1 милйард доллар болған. бу җәрйанда өзбекистанниң әң чоң сода шериклири арисида % 16 лик үлүш билән русийә биринчи рәткә, % 5.9 лик үлүш билән хитай иккинчи рәткә, % 8.1 лик үүш билән қазақистан үчинчи рәткә, % 5.3 лик үлүш билән түркийә төтинчи рәткә, % 4.3 лик үлүш билән җәнубий корейә бәшинчи рәткә тизилған.

бу йилниң дәсләпки йеримида өзбекистанниң експортида мулазимәт саһәси, енергийә вә нефит мәһсулатлири, импортта болса машинисазлиқ, үскүнә вә химийәлик мәһсулатлар биринчи рәткә тизилған.

бу йилниң дәсләпки йеримида дөләтлик екиспортниң % 30.8 тини хизмәтләр, % 16.4 тини енергийә вә нефит мәһсулатлири, % 7.5 тини йеза игилик, % 6 тини химийәлик мәһсулатлар тәшкил қилған, импортниң % 33.8 тини машинисазлиқ вә үскүнә мәһсулатлири, % 24.3 тини хизмәтләр, % 11.5 тини химийәлик мәһсулатлар, % 8.6 тини йеза игилик мәһсулатлири тәшкил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر