06.07.2018

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1007032
06.07.2018

түркийә авази радийоси: һиндистанниң «Kohraam» медийа оргини, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сайлам зәпириниң ислам дунйасини күчләндүридиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «DW» интернет бети, шанлиурфадики көбәклитәпә архиологийәлик саһәсиниң б д т маарип, илим пән вә мәдәнийәт тәшкилати «UNESCO»  тәрипидин дунйа мираси тизимликигә киргүзүлгәнликини хәвәр қилди.

малайшийаниң «The Sunday Daily» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән түркийәниң амити келидиғанлиқини хәвәр қилди. 

қиримниң «QHA» хәвәр агентлиқи, әнқәрәдә түркийә - украина оттурисида дөләт мудапиә санаити һәмкарлиқи һәққидә музакирә йиғини өткүзүлгәнликини хәвәр қилди.

американиң «CNN»  қанили түркийәниң америкадин алған «F-35» типлиқ алвасти айропиланларни ишлитидиған 13 учқучи вә 325 асраш хадимини өгиниш үчүн аризона иштатидики лук һава армийә базисиға әвәткәнликини хәвәр қилди.

русийәниң сипутник интернет қанили җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 24ийундики сайлам зәпиридин кейин, тунҗи чәт әл зийаритини 10ийулда башлайдиғанлиқини, сәйшәнбә күни шималий қибрис түрк җумһурийитидә, андин әзәрбәйҗанда зийарәттә болидиғанлиқини хәвәр қилди.

американиң «CNN»  қанили түркийә һава йоллири ширкитиниң ишәнчилик дәриҗисиниң йавропа иттипақи һава йоллири ширкитидин 3 һәссә йуқири икәнликини хәвәр қилди.

американиң «CNN»  қанили ирақниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши күрәштә, түркийә билән һәмкарлишип хизмәт қилишқа тәййар икәнликини хәвәр қилди.

русийәниң сипутник интернет бети, пакистан деңиз армийәси еһтийаҗлиқ болған 4 уруш парахотини йасап бериш һөддигәрликини түркийәниң қолға кәлтүргәнликини хәвәр қилди.

американиң «CNN»  қанили сайаһәтчиләр әң көп түркийәни зийарәт қилидиған пәсилниң башланғанлиқини, түркийәдики меһманханиларниңму %100 тошуш сәвийәсигә йәткәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر