қатар хәлқиниң һәҗ вә өмрә қилишиму тосалғуға учримақта

қатар кишилик һоқуқ дөләтлик комитети башлиқи әли бин сәмих әл мәрри қатардики мусулман хәлқниң һәҗ вә өмрә ибадәтлирини орунлийалиши үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға илтимас сунғанлиқини билдүрди.

997851
қатар хәлқиниң һәҗ вә өмрә қилишиму тосалғуға учримақта

түркийә авази радийоси хәвири: қатар кишилик һоқуқ дөләтлик комитети башлиқи әли бин сәмих әл мәрри бәзи әрәб дөләтлириниң қатарға қаратқан ембарголириниң қатарға қилчиму тәсир көрситәлмигәнликини бирақ қатар хәлқиниң һәҗ вә өмригә охшаш әң әқәллий ибадәт һәқ һоқуқлириғиму тосалғу болуватқанлиқини ейтти.

әли бин сәмих әл мәрри сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә мисир һөкүмәтлириниң 2017йили 5ийунда қатар билән барлиқ депломатик мунасивәтлирини үзүп ташлап, иқтисадий җәһәттин қамал қилишни башлиғандин буйанқи бир йил үстидә тохталди.

сәмих әл мәрри бу дөләтләрниң қатар һәққидә хәлқара җамаәтчиликкә хата мәлуматларни сунғанлиқини тәкитләп, «бу қамал қилиш башлинип бир йил өткән болсиму қатар һөкүмитигә қилчә тәсири болмиди. иқтисадий җәһәттин һөкүмитимизгә қилчиму нуқсан йәткүзәлмигәнликини көрмәктимиз. бирақ бу қамал қилишниң хәлққә вә хәлқниң кишилик һоқуқиға көрсәткән тәсиригә қарайдиған болсақ, нурғунлиған һәқ һоқуқ дәпсәндичиликлирини көрәләймиз. бу қамал қилиш хәлқниң иҗтимаий турмишиға еғир тәсир көрсәтти» деди.

сәмих әл мәрри қатардики мусулман хәлқниң һәҗ вә өмригә охшаш әң асаслиқ ибадәтлирини орунлийалишини ишқа ашуруш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ доклатчилириға илтимас сунғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر