җәнубий корейә доналд трамп билән ким җоңунниң учришиши һәққидә пикир билдүрди

җәнубий корейә америка пирезиденти доналд трампниң: «шималий корейә рәһбири ким җоңун билән учришишқа һазиму дәрвазимиз очуқ» дегән сөзидин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

979474
җәнубий корейә доналд трамп билән ким җоңунниң учришиши һәққидә пикир билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә пирезидентлиқи байанатчиси ким уйкийом елан қилған байанатида, америка билән шималий корейә оттурисидики рәһбәрләр учришишниң һазирму мумкин болидиғанлиқини билгәнликидин толиму хошалланғанлиқини ейтти. 

ким уйкийом: «илгириләшләрни интайин диққәт билән тәқип қилмақтимиз» деди.

  доналд трамп икки күн илгири шималий корейә рәһбири ким җоңунға бир мәктуп йоллап, ахириқи қетимқи байанатлиридики аччиқ вә дүшмәнлик сәвәбидин 12ийунда сингапорда өткүзүлиши пиланланған икки дөләт рәһбәрлири оттурисидики учришишқа қетилмайдиғанлиқини билдүргән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر