ливийәдә аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

ливийәниң бинғази шәһиридә аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, 1 си нарисидә бала болуп, 6 пуқра қаза қилди, 20 дин артуқ киши йариланди.

978862
ливийәдә аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи тобруқтики авам палатасиға қарашлиқ бинғазиниң бихәтәрликини қоғдаш оргининиң байанатчиси тариқ әлһарразниң билдүрүшичә, бинғазиниң мәркизигә җайлашқан җамал кочисида йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида 1 си нарисидә бала болуп, 6 пуқра қаза қилған, 20 дин артуқ киши йариланған.

аптомобил бомба һуҗуминиң сүрийәлик бир һәйәт тәрипидин өткүзүлгән хәлқара сүрийә сәнәтлири санаәт йәрмәнкисиниң әтрапида йүз бәргәнликини әскәрткән һарраз, «һуҗумни елип барған террорлуқ тәшкилатлири дунйаға <бинғази бихәтәр әмәс> тәриқисидә сигнал бәрмәкчи болуватиду, вәқә тоғрулуқ тәкшүрүш елип берилмақта» деди.

игилинишичә, һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким үз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر