(и үммәтләр!) силәрниң һәр бириңларға бирхил шәриәт вә очуқ йол тәйин қилдуқ

әгәр аллаһ халиса, әлвәттә, силәрни бир үммәт қилатти (йәни пүтүн инсанларни бир динда қилатти). лекин аллаһ силәргә бәргән шәриәтләр барисида силәрни синаш үчүн (көп үммәт қилип айриди). йахши ишларға алдираңлар.

964530
(и үммәтләр!) силәрниң һәр бириңларға бирхил шәриәт вә очуқ йол тәйин қилдуқ

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 46 – 50 – айәтләр.  уларниң (йәни бәни исраил пәйғәмбәрлириниң) арқисидин өзидин илгири назил қилинған тәвратни (йәни униң аллаһ тәрипидин назил қилинғанлиқини) етирап қилғучи иса ибн мәрйәмни әвәттуқ, униңға һидайәт билән нурни өз ичигә алған инҗилни ата қилдуқ, (инҗил) өзидин илгири назил қилинған тәвратни етирап қилғучидур (йәни униңға мувапиқтур), тәқвадарларға һидайәт вә пәнд ـ нәсиһәттур[46]. әһли инҗиллар (йәни насаралар) аллаһ инҗилда назил қилған әһкамлар бойичә һөкүм қилсун, аллаһ назил қилған айәтләр бойичә һөкүм қилмиғанлар пасиқлардур[47]. (и муһәммәд!) биз саңа өзидин илгирики (самави) китабларни етирап қилғучи вә уларға шаһит болғучи һәқ китабни (йәни қуранни) нази қилдуқ. (и муһәммәд!) уларниң арисида аллаһ саңа назил қилған қуран (әһками) бойичә һөкүм қилғин, саңа кәлгән һәқтин бурулуп, уларниң нәпси хаһишлириға әгәшмигин. (и үммәтләр!) силәрниң һәр бириңларға бирхил шәриәт вә очуқ йол тәйин қилдуқ. әгәр аллаһ халиса, әлвәттә, силәрни бир үммәт қилатти (йәни пүтүн инсанларни бир динда қилатти). лекин аллаһ силәргә бәргән шәриәтләр барисида силәрни синаш үчүн (көп үммәт қилип айриди). йахши ишларға алдираңлар. һәммиңлар аллаһниң дәргаһиға қайтисиләр, силәр ихтилап қилишқан нәрсиләрни (униң қайси һәқ, қайси наһәқ икәнликини) аллаһ силәргә ейтип бериду[48]. (улар йәни йәһудийлар вә насаралар) ниң арисида аллаһ саңа назил қилған қуранниң (әһками) бойичә һөкүм қилғин, уларниң нәпси хаһишлириға әгәшмигин, уларниң аллаһ саңа назил қилған қуранниң бир қисмидин сени ваз кәчүрүшидин сақланғин. әгәр улар (аллаһ саңа назил қилған һөкүмдин) йүз өрүсә, (и муһәммәд!) билгинки, уларниң бир қисим гунаһлири түпәйлидин аллаһ уларни җазалашни ирадә қилиду. шәк ـ шүбһисизки, кишиләрдин нурғуни пасиқтур (йәни пәрвәрдигариниң таитидин баш тартип, һәққә хилаплиқ қилип гунаһқа чөмгүчиләрдур)[49]. улар җаһилийәт дәвриниң һөкмини тәләп қиламду? (аллаһқа) чин ишинидиған қәвмниң нәзиридә һөкүмдә аллаһтинму адил ким бар[50].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر