фирансийәдә бир сода сарайда нурғун киши гөрүгә еливилинди

фирансйәниң требес шәһиридики бир сода сарайда йүз бәргән гөрүгә еливилиш вәқәси давамлашмақта.

936388
фирансийәдә бир сода сарайда нурғун киши гөрүгә еливилинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: сода сарайға қораллиқ бастуруп киргән кишиләр 2 кишини өлтүрүп, 12 кишини йаридар қилди.

һуҗум қилғучиларниң террорлуқ тәшкилати даешниң әзалири икәнлики илгири сүрүлмәктә.

террорчиларниң гөрүгә еливалғанлардин 7 кишини қойуп бәргәнлики билдүрүлди.

террорлуққа қарши күрәш әтрити җиддий қутқузуш һәрикити башлиди.

фирансийә ички ишлар министири герард колломб тиребес шәһиригә қарап йолға чиқти. 

герард колломб вәқәниң террорлуқ һуҗумиға охшайдиғанлиқини ейтти.

тиребес шәһәрлик һөкүмәт башлиқи, һуҗум қилғучиларниң шоарларни тавлап, гөрүгә еливалған барлиқ кишиләрни өлтүридиғанлиқини ейтқанлиқлирини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر