қуранға чиң йепишқанларни аллаһ өз рәһмитигә вә немитигә дахил қилиду

аллаһқа иман ейтқан вә униңға (йәни қуранға) чиң йепишқанларға кәлсәк, аллаһ уларни өз рәһмитигә вә немитигә (йәни җәннитигә) дахил қилиду вә уларни тоғра йолға башлайду.

906554
қуранға чиң йепишқанларни аллаһ өз рәһмитигә вә немитигә дахил қилиду

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 174 – 176 – айәтләр.  и инсанлар! силәргә пәрвәрдигариңлар тәрипидин (шанлиқ мөҗизиләр билән күчләндүрүлгән муһәммәд әләйһиссаламдин ибарәт) очуқ дәлил кәлди, силәргә рошән нурни (йәни қуранни) назил қилдуқ[174]. аллаһқа иман ейтқан вә униңға (йәни қуранға) чиң йепишқанларға кәлсәк, аллаһ уларни өз рәһмитигә вә немитигә (йәни җәннитигә) дахил қилиду вә уларни тоғра йолға башлайду[175]. (и муһәммәд!) сәндин (ата ـ аниси, балиси йоқ мейитниң мираси тоғрулуқ) пәтива соришиду, ейтқинки, «аллаһ ата ـ аниси, балиси йоқ киши (қалдурған мирас) тоғрисида пәтива бериду, әгәр бир киши вапат болса, балиси болмиса, пәқәт бир һәмшириси болса, у тәрәкиниң йеримини алиду, әгәр у айалниң балиси болмиса, әр бир туғқини униң вариси болиду (йәни мирасниң һәммисини алиду), әгәр икки һәмшириси болса, улар тәрәкиниң үчтин икки һәссисини алиду, әгәр варислар һәм әр, һәм айал бир туғқанлар болса (уларниң ичидики) бир әргә икки айалниң һәссиси берилиду, адашмаслиқиңлар үчүн аллаһ силәргә (шәриәт әһкамлирини) байан қилип бериду. аллаһ һәммә нәрсини билгүчидур»[176].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر