аллаһниң ибадитидин баш тартқан киши шәйтанға ибадәт қилиду

аллаһ шәйтанни рәһмитидин йирақ қилди.

831516
аллаһниң ибадитидин баш тартқан киши шәйтанға ибадәт қилиду

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 114 – 121 - айәтләр. уларниң йошурун сөһбитииниң толисида хәйрийәт йоқтур. пәқәт сәдиқиғә йаки йахшилиққа йаки кишиләрни әпләштүрүшкә әмир қилған кишиләр (ниң йошурун сөһбити) буниңдин мустәсна. кимки у (иш) ларни аллаһниң разилиқини тиләш йүзисидин қилидикән, униңға бүйүк әҗир ата қилимиз[114]. кимки өзигә (мөҗизиләр арқилиқ) тоғра йол ениқ болғандин кейин, пәйғәмбәргә (йәни униң әмригә) мухалипәтчилик қилидикән, мөминләрниң йолидин ғәйрийгә әгишидикән, уни өз йолиға қойуп беримиз, уни (ахирәттә) җәһәннәмгә киргүзимиз, җәһәннәм немидегән йаман җай![115]. аллаһ өзигә бирәр нәрсиниң шерик кәлтүрүлүшини (йәни мушриклик гунаһини) әлвәттә мәғпирәт қилмайду, буниңдин башқини (аллаһ өзи) халиған адәмгә мәғпирәт қилиду, кимки аллаһқа шерик кәлтүридикән, у һәқиқәтән қаттиқ азған болиду[116]. улар (йәни мушриклар) аллаһни қойуп, пәқәт (өзлири) чиши (намлар билән ативалған) бутларға ибадәт қилиду, пәқәт аллаһниң ибадитидин баш тартқан шәйтанға ибадәт қилиду[117]. аллаһ шәйтанни рәһмитидин йирақ қилди, шәйтан ейтти: «мән әлвәттә сениң бәндилириңдин муәййән сандикиләрни игиләймән[118]. шундақла чоқум уларни аздуримән, уларни хам хийал қилдуримән (йәни һайат узун, қийамәт, һесаб елиш йоқ дегәндәк батил әқидиләрни көңлигә салимән), уларни чоқум чаһар пайларниң (бутларға нәзрә қилип бәлгә үчүн) қулақлирини йеришқа буйруймән, уларни чоқум аллаһниң мәхлуқатини өзгәртиветишкә (йәни қулларни ахта қилиш, уларға мәң ойдурушқа охшаш) ишларға буйруймән». кимки аллаһни қойуп шәйтанни дост тутидикән, у (дунйа вә ахирәттә) опочуқ зийан тартқан болиду[119]. шәйтан уларға (йалған) вәдиләрни бериду вә уларни хам хийалға салиду (йәни әмәлдә ишқа ашмайдиған арзуларни көңлигә салиду), шәйтан уларға пәқәт йалғаннила вәдә қилиду[120]. әнә шуларниң баридиған җайи җәһәннәмдур, улар җәһәннәмдин қачидиған җай тапалмайду[121].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر