«америка түркийә вә сүрийәниң келәчикини хәвпкә иттириватиду»

баш министир бинали йилдирим америкиниң түркийә билән сүрийәниң келәчикини хәвпкә иттириватқанлиқини ейтти.

831328
«америка түркийә вә сүрийәниң келәчикини хәвпкә иттириватиду»

түркийә авази радийоси хәвири: йилдирим әнқәрәдә мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, сүрийәниң рәққә шәһиридә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  п к к ниң каттибеши абдуллаһ өҗәланниң рәсимини мәйданға есиш һәрикитигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «иттипақдишимиз болған америка қошма иштатлириға һәмишә тәкитләп келиватқинимиздәк, бир террорлуқ тәшкилатини йоқитиш үчүн йәнә бир террорлуқ тәшкилати билән һәмкарлиқ орнитишниң ақивити интайин ечинишлиқ болиду, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң каттибеши абдуллаһ өҗәланниң рәсимини мәйданға есиш қилмишиму буниң шундақлиқини көрситиду. америка террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси й п г/п й д ниң террорлуқ тәшкилати икәнликини чүшиниш үчүн немини көрүшни халайдиғанду? буни чүшиниш һәқиқәтәнму қийин. абдуллаһ өҗәланниң рәсиминиң мәйданға есилиши америка – түркийә иттипақдашлиқ мунасивәтлиригә еғир зийан йәткүзиду. америка бундақ позитсийә тутуш арқилиқ террорлуқ тәшкилати билән һәмкарлиқ орнитипла қалмастин, йәнә түркийә вә сүрийәниң келәчикиниму хәвпкә иттирмәктә.»

йилдирим түркийә вә америка һәйәтлири оттурисидики виза киризисини һәл қилиш музакирилиригә алақидар соалларға җаваб бәргәндә, һәр икки дөләтниң ташқи ишлар министирлиқи һәйәтлириниң бу һәқтә өзара сөһбәт елип барғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу һәқтә техникилиқ хизмәтләр ишлиниватиду. киризисниң қолай һәл болушиға тиләкдашмән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر