түркийә дунйани һаң - таң қалдурмақта

түркийәниң иқтисадий тәрәққийати пүткүл дунйани һаң - таң қалдурмақта.

830554
түркийә дунйани һаң - таң қалдурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә иқтисадиниң бу йилниң дәсләпки йеримида%5әтрапида гүллиниши хәлқара органларниң түркийә иқтисади тоғрисидики тәхминләрни қайтидин көздин кәчүрүп чиқишиға сәвәб болди.

хәлқаралиқ пул фонди тәшкилати түркийә иқтисади тоғрисидики тәхминлирини ашурди, арқидинла дунйа банкисиму тәхминини ашурушниң сигналини бәрди, дунйа банкиси түркийә мудири җоһаннес зутт мундақ деди: «түркийәниң иқтисадий җәһәттин зорийиш тәхминини хәлқара пул фонди тәшкилатиниң тәхминигә охшаш тәриқидә %5 әтрапида өзгәртимиз, чүнки түркийә иқтисади биз тәхмин қилғандинму бәкрәк зорайди.»

 дунйа банкиси бу йилқи ийун ейидики доклатидиму түркийә иқтисадий тоғрисидики тәхминини %3тин %3.5гә ашурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر