аллаһ тааланиң исраил оғуллирини җазалиши (2)

исраил оғуллири армийә әләйһиссаламниң вәз – нәсиһәтлиригә қулақ селиш уйақта турсун, әксичә һә дәп һакавурлуқ қилип мундақ дейишти:

815258
аллаһ тааланиң исраил оғуллирини җазалиши (2)

түркийә авази радийоси:  сениң биз билән қилған бәс – муназирәң йетип ашти, сән худди чүш көрүватқандәк, бу кәң земинда вәзханлиқиң билән йорғилап йүрисән, һәдесила бизни әйибләйсән, қариғанда, сени зинданға ташлисақ, йаки болмиса йирақ җайға паливәтсәк болғудәк.

дегәндәк, армийә әләйһиссалам зинданға ташланди. бир күни әтигәндә исраил оғуллири шәрқ тәрәптин асман – пәләк чаң – тозан көтүрүлүп, күнни тосуп келиватқанлиқини көрди. чаң – тозан барсансери қойуқлишип, пүткүл йәр – җаһанни қараңғулуқ бесип кәтти. чаң - тозан тарқалғандин кейин йирақтин бир палван көрүнди. исраил оғуллири һә дәп бастуруп келиватқан бу палванни көрүп, алақзадилик ичидә җан тикип қаршилиқ көрситишкила мәҗбур болди.

бу палван бабилдин кәлгән бухтәннәсир болуп, униң нишани исраил оғуллирини йоқитиш иди. улар әмр – пәрманлириға бойсунмай аллаһ тааланиң ғәзипини кәлтүргәнлики үчүн, аллаһ таала бухтуннәсирни интиқам елишқа  әвәткәниди.

улар бир - биригә: «униңға қандақ тақабил турармиз? уни қандақ йеңәләрмиз, .армийә бизни агаһландурған җаза мушу охшимамду? әгәр шундақ болса, бешимизға чоң балайиапәт кәпту!» дейишти.

улар тақабил туруш чарисини ойлап болғучә, бухтуннәсир урушни аллиқачан ахирлаштуруп болғаниди. мана әмди улар һәқиқәттин адашқанниң, тоғра йолдин чәтнәп кәткәнликниң вә пәйғәмбири армийә әләйһиссаламниң вәз – нәсиһәтлиригә қулақ салмай, қалаймиқан җөйлүгәнниң ақивитини чүшәнди.

бухтуннәсир шәһәрни хараб, өй – имарәтләрни вәйран,  барлиқ орда – сарайларни вәйран қилди, йол вә башқа әслиһәләрни пүтүнләй бузувәтти. шәһәрниң әсли қийапити пүтүнләй вәйран болуп, харабиликкә айлинип қалди.

бухтуннәсир қуддусни хараб қилип, бу муқәддәс җайни тавап қилишни әмәлдин қалдурди. кишиләр қәтл қилинди йаки башқа җайларға сүргүн қилинди. һәммә йақ қорқунучлуқ харабиликкә вә чөл – җәзиригә айлинип қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر