мисирда йеңи байқалған момйалар һәмминиң диққитини тартти

тарихтин илгирики дәврләрни йорутуп бериш тиришчанлиқилири мисирда йеңи бир нәтиҗигә еришти.

804260
мисирда йеңи байқалған момйалар һәмминиң диққитини тартти

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт қаһирәниң җәнубида 700 келометир йирақлиққа җайлашқан әл уксор шәһиридә тарихтин илгирики дәврләргә аит йеңи бир мазар байқалди. 

мазардин падишаһ аилиисиниң хусусий зәргириниң айали вә 2 пәзәнтигә тәвә момйалар қизип чиқирилди.

археологларниң билдүрүшичә, момйаланған айал 50 йаш әтрапида болуп, сөңәк кесәллики билән өлгән икән. 20 вә 30 йашлиқ икәнлики тәхмин қилинған пәрзәнтлириниң момйалири болса, наһайити йахши муһитта сақланған икән.

момйалар тепилған мазарниң миладидин илгирики 16 - әсирләрдә йасалғанлиқи тәхмин қилинмақта.

мазарда момйалардин башқа йәнә, бир түркүм қәдимий бойумларму тепилди. буларниң ичидә маска вә бәзи зибо – зиннәт бойумлириниң барлиқи билдүрүлди.

мисир тарихий йадикарлиқлар министирлиқи районда қезип тәкшүрүш хизмәтлириниң давамлишидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر