«һәрқандақ бир күчниң түркийәни парчилишиға йол қоймаймиз»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һәрқандақ бир күчниң түркийәни парчилишиға йол қоймайдиғанлиқлирини ейтти.

758951
«һәрқандақ бир күчниң түркийәни парчилишиға йол қоймаймиз»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, шанлиурфаниң җәйланпинар наһийәсидә өзини қарши алғанларға хитабән қилған сөзидә, мундақ деди: «биз мәйли түрк болсун, мәйли әрәб болсун, мәйли корд болсун, хәлқимизниң һәммисини қизғин сөйимиз. биз һәммимиз бир гәвдиләшкән милләтмиз. җүмлидин түрк, корд, лаз, бошнақ, әрәб қатарлиқ 80 милйонлуқ йеганә милләтмиз. 790 миң кивадрат километирлиқ бу терротерийә бизниң вәтинимиздур, бу земинни һазирғичә һәрқандақ бир күчниң парчилишиға йол қоймидуқ, буниңдин кейинму һәм шундақ қилимиз, габар боламду, җуди боламду, тәндүрәк боламду һәммә йәрдә болимиз, биз түркийә җумһурийитидин башқа дөләтни етирап қилмаймиз.»

әрдоған шанлиурфада сүрийәликләргә көрситилгән меһмандостлуқ сәвәбидинму рәһмәт ейтти һәмдә сүрийә киризиси тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «сүрийәниң шималида п й д, й п г суйиқәстлик пиланларни түзүватиду. уларға шуни әскәртип қойимизки, арқаңларда ким болушидин қәтийнәзәр түркийә җумһурийити дөлити армийәси билән, пүткүл имканийәтлири билән шималий сүрийәдә қандақтур бир дөләтниң қурулушиға әсла йол қоймайду.»

02



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر