түркийә - сәуди әрәбистан мәдәнийәт йили

түркийә - сәуди әрәбистан мәдәнийәт йили үчүн хизмәт ишлинишкә башлиди.

754285
түркийә - сәуди әрәбистан мәдәнийәт йили

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән сәуди әрәбистанниң 2017-2018 йиллирини өз-ара мәдәнийәт йили елан қилиши күтүлмәктә.

һәр икки дөләтниң алақидар органлири бу һәқтә һәмкарлишип ишләйду вә бир йил ичидә икки дөләттә фестиваллардин сирт, консерт, көргәзмә, тийатирға охшаш хилму хил паалийәтләрму уйуштурулиду.

мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири наби авҗи, сәуди әрәбистанниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиси валед әлкәрәҗни қобул қилғанда, мәдәнийәт йили бәрпа қилишта һәр икки дөләт һәйәтлириниң өзара зийарәт орунлаштуруп хизмәт калдиндари түзүп чиқидиғанлиқлирини, шундақла мәдәнийәт йили даирисидә уйуштурулидиған паалийәтләрниң бекитилидиғанлиқини ейтти.

икки дөләт оттурисида тунҗи болуп 1974-йили  мәдәнийәт саһәсидә һәмкарлиқ келишими имзаланған болуп, 2016-йили сентәбирдә мәдәнийәт һәмкарлиқ пирограммиси мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири наби авҗи билән сәуди әрәбистан мәдәнийәт вә учур-алақә ишлири министири адил бин зайид әтторайфи тәрипидин имзалинип әмәлийәләштүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر