қайғурмаслиқиңлар үчүн, аллаһ силәргә ғәм үстигә ғәм бәрди

қолуңлардин кәткән нәрсигә (йәни ғәниймәткә), бешиңларға кәлгән мусибәткә (йәни мәғлубийәткә) қайғурмаслиқиңлар үчүн, аллаһ силәргә ғәм үстигә ғәм бәрди (йәни силәрни ғәниймәттин мәһрум қилғанниң үстигә мәғлубийәт билән җазалиди).

732643
қайғурмаслиқиңлар үчүн, аллаһ силәргә ғәм үстигә ғәм бәрди

түркийә авази радийоси: ал имран сүриси, 148 – 153 - айәтләр. аллаһ уларға дунйаниң савабини (йәни дүшмәнләр үстидин ғәлибә қилишни) вә ахирәтниң йахши савабини (йәни җәннәт вә униң немәтлирини) ата қилди, аллаһ йахшилиқ қилғучиларни дост тутиду[148]. и мөминләр! әгәр силәр капирларға итаәт қилсаңлар, улар силәрни арқаңларға (йәни куфриға) йандуриду, шуниң билән зийан тартип қалисиләр[149]. ундақ әмәс (йәни улар силәрниң итаәт қилидиған мәдәткариңлар әмәс), аллаһ силәрниң мәдәткариңлардур (униңға итаәт қилиңлар), у йардәм қилғучиларниң әң йахшисидур[150]. (илаһлиқи) һәққидә һечбир дәлил чүшүрмигән нәрсиләрни (йәни бутларни) аллаһқа шерик қилғанлиқлири үчүн, капирларниң диллириға қорқунч салимиз, уларниң баридиған җайи дозахтур, залимларниң җайи (йәни дозах) һәқиқәтән йаман җайдур[151]. аллаһ силәргә қилған (дүшминиңларға қарши нусрәт ата қилиштин ибарәт) вәдисидә турди؛ аллаһниң изни билән уларни қиривататтиңлар, аллаһ силәр йақтуридиған ғәлибини көрсәткәндин кейин зәиплишип қалдиңлар, пәйғәмбәрниң әмри тоғрисида җаңҗаллаштиңлар, (пәйғәмбәрниң әмригә) бойсунмидиңлар, бәзилириңлар дунйани көзлидиңлар, бәзилириңлар ахирәтни көзлидиңлар, андин аллаһ синаш үчүн силәрдин дүшмәнни қайтурди (йәни силәрни ғәлибидин мәғлубийәткә йүзләндүрди) вә силәрни һәқиқәтән әпу қилди. аллаһ мөминләргә мәрһәмәт қилғучидур[152]. өз вақтида пәйғәмбәр (и аллаһниң бәндилири! мениң тәрипимгә келиңлар, мән рәсулуллаһтурмән, кимки җиһад мәйданиға қайтса, у җәннәткә кириду дәп) арқаңлардин силәрни чақирип туратти, силәр һеч кишигә қаримай қачаттиңлар, (буниңдин кейин) қолуңлардин кәткән нәрсигә (йәни ғәниймәткә), бешиңларға кәлгән мусибәткә (йәни мәғлубийәткә) қайғурмаслиқиңлар үчүн, аллаһ силәргә ғәм үстигә ғәм бәрди (йәни силәрни ғәниймәттин мәһрум қилғанниң үстигә мәғлубийәт билән җазалиди). аллаһ қилмишиңлардин хәвәрдардур[153].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر