муса әләйһиссаламниң қәвми билән болған бәс - муназириси

(и йәһудийлар җамаәси!) шуниңдин кейин (йәни шанлиқ мөҗизиләрни көргәндин кейин) дилиңлар қетип кәтти, таштәк йаки таштинму қаттиқ қетип кәтти. т

655958
муса әләйһиссаламниң қәвми билән болған бәс - муназириси

түркийә авази радийоси хәвири: бәқәрә сүриси, 70 - 83 - айәтләр

улар: «пәрвәрдигариңға илтиҗа қилғин, униң қандақ икәнликини бизгә байан қилсун, (йәни деһқанчилиққа ишлитилгән калиму, йаки сәмритиш үчүн беқилған калиму?) бу бизгә мүҗмәл болуп қалди (бу ениқ болидиған болса) худа халиса (уни) биз чоқум тапимиз» деди[70]. муса: «аллаһ униң йәр һәйдәп, екин суғуруп көндүрүлгән болмаслиқини, беҗирим, алиси йоқ (йәни рәңгидә сериқлиқтин башқа рәң йоқ) болушини ейтти» деди. улар: «әмди толуқ байан қилдиң» деди. улар (калини) тепип келип боғузлиди, (улар соал соравәргәнликтин) буни орунлийалмиғили тас қалди[71]. өз вақтида силәр бир кишини өлтүргән вә (қатилниң кимлики) тоғрисида дәталаш қилишқан идиңлар. силәр йошурмақчи болған нәрсини (йәни қатилниң ишини) аллаһ ашкарилиғучидур[72]. (силәргә муса арқилиқ) дедуқки, калиниң бир парчиси билән өлүкни уруңлар (у тирилип қатилни ейтип бериду), аллаһ өлүкләрни шундақ (йәни көз алдиңларда бу өлүкни тирилдүргәндәк) тирилдүриду, силәрни чүшәнсун дәп қудритиниң аламәтлирини силәргә көрситиду[73]. (и йәһудийлар җамаәси!) шуниңдин кейин (йәни шанлиқ мөҗизиләрни көргәндин кейин) дилиңлар қетип кәтти, таштәк йаки таштинму қаттиқ қетип кәтти. ташлар арисида ичидин (су етилип чиқип) ериқлар һасил болидиғанлири бар, йерилип арисидин су чиқидиғанлириму бар؛ аллаһтин қорқуп (тағ чоққилиридин) домилап чүшидиғанлириму бар (демәк, таш йумшайду, силәрниң дилиңлар болса йумшимайду вә тәсирләнмәйду), аллаһ қилмишиңлардин ғапил әмәстур[74]. (и мөминләр җамаәси! дәвитиңлар арқилиқ) йәһудийларниң иман ейтишини үмид қиламсиләр? һалбуки, улардин бир гуруһ адәм, аллаһниң каламини аңлап чүшәнгәндин кейин, уни билип туруп (қәстән) өзгәртивәтти[75]. улар мөминләр билән учрашқанлирида: «иман ейттуқ» дәйтти. бир ـ бири билән йалғуз җайда тепишқанлирида: «пәрвәрдигариңлар қешида мөминләр силәргә қарши пакит көрсәтсун дәп аллаһ силәргә билдүргән вәһйини (йәни муһәммәд әләйһссаламниң тәвраттики сүпәтлирини) уларға сөзләп берәмсиләр? (буни) чүшәнмәмсиләр!» дәйтти[76]. йәһудийлар өзлириниң йошурун вә ашкара ишлирини аллаһниң билип туридиғанлиқини уқмамду?[77] уларниң саватсизлири китабни (йәни тәвратни) уқмайду, (әһбарлири ойдуруп чиққан) ойдурмиларнила билиду, гуман биләнла иш қилиду[78]. китабни өз қоллири билән йезип уни аз пулға сетиш (йәни дунйаниң азғина мәнпәити) үчүн, бу аллаһ тәрипидин назил болған дегүчиләргә вай! қоли билән йазғанлири (йәни тәвратни өзгәрткәнликлири) үчүн уларға вай! (буниң билән) еришкән (һарам) нәрсилири үчүн уларға вай![79] улар: «бизни дозах оти санақлиқ күнләрла көйдүриду» дәйду. (уларға) «силәргә аллаһ шундақ қилишқа вәдә бәргәнму, (вәдә бәргән болса) аллаһ вәдисигә һәргизму хилаплиқ қилмайду, йаки өзүңлар билмәйдиғанни аллаһ намидин дәватамсиләр?» дегин[80]. ундақ әмәс (силәрни дозах оти көйдүриду), гунаһ қилған вә гунаһқа чөмүп кәткәнләр әһли дозахтур, улар дозахта мәңгү қалиду[81]. иман ейтқан вә йахши әмәлләрни қилғанлар әһли җәннәттур. улар җәннәттә мәңгү қалиду[82]. өз вақтида биз исраил әвладидин аллаһтин башқиға ибадәт қилмаслиққа, ата ـ аниға, хиш ـ әқрибаларға, йетимләргә, мискинләргә йахшилиқ қилишқа, кишиләргә йахши сөз қилишқа, намаз өтәшкә, закат беришкә әһдә алдуқ. араңлардики азғина кишидин башқиңлар әһдидин йенивалдиңлар, силәр һәмишә (әһдәңлардин) йенивалисиләр[83].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر