хәлқара шаһмат олимпик мусабиқилиридин түркийәгә хуш хәвәр

176 дөләттин 325 шаһмат маһирлири гурупписи риқабәткә чүшкән хәлқара шаһмат олимпик мусабиқилири ахирлашти.

570754
хәлқара шаһмат олимпик мусабиқилиридин түркийәгә хуш хәвәр

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара шаһмат олимпик мусабиқилиридә түркийә чоң утуққа еришти.

әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда 42 – нөвәтлики өткүзүлгән хәлқара шаһмат олимпик мусабиқилиридә түркийә очуқ категорийә бойичә 6 – болди.

176 дөләттин 325 шаһмат маһирлири гурупписи риқабәткә чүшкән хәлқара шаһмат олимпик мусабиқилири ахирлашти.

шаһмат мусабиқилиридә, 10 маһир билән риқабәткә чүшкән түркийә маһири очуқ категорийә бойичә 7 ғалибийәт, 2 қетим тәңлишиш вә 2 мәғлубийәт билән 6 – болди. шундақ қилип, түркийә маһири мушу категорийә бойичә шаһмат тарихиниң әң йахши дәриҗисигә еришкән болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر