дунйа банкиси түркийә, йавропа вә оттура асийа доклатини елан қилди

дунйа банкиси түркийә иқтисадиниң бу йил %3, келәр йили %3.6 ашидиғанлиқиниң мөлчәрлиниватқанлиқини елан қилди.

2127083
дунйа банкиси түркийә, йавропа вә оттура асийа доклатини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа банкиси йавропа вә оттура асийа иқтисадиға мунасивәтлик доклатини елан қилди؛ доклатта, дунйа иқтисадиниң аҗизлишишқа, пул сийаситиниң чиңишқа, хитай иқтисадиниң астилашқа вә тавар баһасиниң төвәнләшкә йүзлиниши сәвәбидин бу йил йавропа вә оттура асийаниң йеңидин гүллиниватқан вә тәрәққий қиливатқан иқтисадий гәвдилириниң астилишиниң мөлчәрлиниватқанлиқи оттуриға қойулди.

русийә билән болған урушниң зәрбисигә учриған украина иқтисадиниң ешишқа йүзлиниши вә оттура асийадики күчлүк әслигә келиш сәвәбидин, йавропа вә оттура асийа иқтисадиниң бултур %3.3 ашқанлиқи оттуриға қойулған доклатта, йавропа вә оттура асийа иқтисадиниң  ешиш сүритиниң бу йил %2.8 кә төвәнлишиниң, келәр йили болса, район иқтисадиниң %2.7 ашидиғанлиқиниң мөлчәрлиниватқанлиқи қәйт қилинди.

доклатта көрситилишичә, түркийә иқтисадиниң бу йил %3, келәр йили %3.6 ешиши тәхмин қилинмақта икән.

дунйа банкисиниң доклатида йәнә, түркийәдә йолға қойулған пул сийасити сәвәбидин пул пахаллиқиниң майда йуқири пәллигә чиққандин кейин, тәдриҗий төвәнләйдиғанлиқиға ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر