қачир җәнубий корейә аптомобил ширкәтлириниң мәсуллири билән көрүшти

түркийә санаәт вә технологийә ишлири министири мәһмәт фатиһ қачир җәнубий корейәдә хийундай  гуруһи, LG електрон ширкити вә самсуң гуруһиниң мәсуллири билән көрүшүп, түркийәгә мәбләғ селиш пурсәтлири тоғрисида музакирә елип барди.

2036201
қачир җәнубий корейә аптомобил ширкәтлириниң мәсуллири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири:  министир қачир аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, 24-нөвәтлик дунйа учур мунбири йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған җәнубий корейәниң пайтәхти сеулда елип барған учришишлири һәққидә мәлумат бәрди.

қачир түркийәниң қурулмиси күчлүк санаәт җәһәттики ул әслиһәлири, експорт җәһәттики йошурун күчи, лайақәтлик адәм күчи байлиқи, йеңи технологийәлик мәбләғ селишниң тоғра адреси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «сийасий вә иқтисадий муқимлиқ йәр шари маркилириниң түркийәгә мәбләғ селиш қизиқишини ашурмақта. йуқири технологийәлик мәһсулатларни ишләпчиқириш вә експортимизни ашуруш үчүн хәлқаралиқ селинмиларни дөлитимизгә техиму күчлүк җәлп қилишни нишан қиливатимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر