түркийә ширкәтлири наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди

мудапиә санаити саһәсисдә  4 түркийә ширкити «дунйадики әң даңлиқ 100 мудапиә санаити ширкити» қатаридин орун алди.

2021422
түркийә ширкәтлири наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлирини мәркәз қилған  «‹Defense News› журнили» ниң «дунйадики әң даңлиқ 100 мудапиә санаити ширкити» тизимликидики түркийә ширкәтлириниң сани 4 кә йәтти.

«‹Defense News› журнили» «2023 – йилллиқ дунйадики әң даңлиқ 100 мудапиә санаити ширкити» тизимликини елан қилди.

буниңға асасән, бу тизимликтики 2022-йили 3 болған түркийә мудапиә санаити ширкәтлириниң сани бу йил 4 кә көпәйди.

өткән йили тизимликниң 49-қатаридин орун алған һәрбий електрон санаити гуруһи (ASELSAN) бу йил 47-қатардин орун елип, түркийә ширкәтлири ичидә алдинқи орунни сақлап қалди.

бултур 67-қатардин орун алған түркийә авийатсийә вә аләм бошлуқи санаити гуруһи бу йил 58-қатардин орун алди.

2022 – йили 86 – қатардин орун алған ракета санаити вә сода һәссидарлиқ ширкити (ROKETSAN) 2023 – йили 80 – қатардин орун алди.

«‹Defense News› журнили» ниң «дунйадики әң даңлиқ 100 мудапиә санаити ширкити» тизимликигә тунҗи қетим киргүзүлгән һәрбий завутлар вә кемисазлиқ  һәссидарлиқ ширкити (ASFAT) 100-қатардин орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر