австрийәниң һәр қайси шәһәрлиридә турмуш хираҗәтлириниң өрләп кетишигә наразилиқ билдүрүлди

австрийәниң пайтәхти вийеннани өз ичигә нурғун шәһәрләрдә турмуш хираҗитиниң йуқири, иш һәққиниң йетәрсизлики мәсилисигә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди.

1881263
австрийәниң һәр қайси шәһәрлиридә турмуш хираҗәтлириниң өрләп кетишигә наразилиқ билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: австрийә ишчилар уйушмиси тәрипидин уйуштурулған намайишта, «баһани өстүрүш тохтитилсун» вә «баһани чүшүрүп, маашни өстүрүңлар» дегән хәтләр йезилған лозункилар чиқирилди.

пайтәхттин башқа, австрийәниң тәхминән 40 йеридә 30 миң кишиниң иштирак қилиши билән өткүзүлгән намайишта, әң төвән иш һәққидин тартип барлиқ хизмәтчиләрниң маашиниң өстүрүлүп, турмуш тәннәрхиниң өрләп кеитишниң алдини елиш тәләп қилинди.

бу җәрйанда,  9 - сентәбир өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида иккинчи қетим кандидат болған нөвәттики пирезидент александр ван дер белленму иҗтимаий алақә суписидики адресида учур һәмбәһриләп, мәмликәт миқйасида уйуштурулған намайишларни қоллайдиғанлиқини җакарлиди.

австрийәдә пул пахаллиқи русийә-украина уруши сәвәбидин уда өрләп 1975-йилдин буйанқи әң йуқири сәвийәгә йәтти.

гәрчә һөкүмәт турмуш хираҗәтлириниң үзлүксиз өрләп кетишиниң алдини елиш мәқситидә түрлүк йардәм пиланлирини елан қилип иҗра қилған болсиму, әмма мааш мәсилисидә техи көрүнәрлик бирәр қәдәм ташланмиди.

австрийә ишчилар уйушмиси, нөвәттә иҗра қилиниватқан әң төвән иш һәққиниң 1600 йавродин 2000 йавроға өстүрүлүшини тәләп қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر