«2-шималий еқим» қурулуши қайта башланди

америка малийә министирлиқиниң ембарго тизимликигә киргүзүлгән фортуна туруба йатқузуш парахоти, «2-шималий еқим» тәбиий газ туруба йоли лайиһәсиниң қурулушида қайта хизмәт қилишқа башлиди.

1570437
«2-шималий еқим» қурулуши қайта башланди

түркийә авази радийоси хәвири: «2-шималий еқим» лайиһәсигә мәсул норд счим ширкити байанат елан қилип, фортуна парахотиниң данийә деңиз тәвәликидә «2-шималий еқим» қурулушини қайта башлиғанлиқини билдүрди.

русийәниң газпром (Gazprom) енергийә ширкити 19-йанвар (2021) елан қилған байанатида, «2-шималий еқим» тәбиий газ туруба лайиһәсиниң сийасий бесимлар кәлтүрүп чиқарған қийинчилиқлар түпәйлидин тохтитип қойулуш йаки әмәлдин қалдурулуш хәтириниң барлиқини билдрүгән иди.

лайиһә қурулуши американиң ембарго тәһдитиниң тәсиридә, 2019-йили декабирда тохтитилған иди. җәмий малийити 10 милйард йавро әтрапида болидиған вә %94 қурулуши ахирлашқан «2-шималий еқим» лайиһәси сайисида, йилда 55 милйард куб метир русийә газини балтиқ деңизидин германийәгә йәткүзүш пилан қилинмақта.

америка, украина, полша билән балтиқ дөләтлири қарши чиққан лайиһәниң шериклири арисида, лайиһәниң хоҗайини газпромдин башқа шел (Shell), о м в (OMV), енҗи (Engie), йунайпер (Uniper) вә винтершәл (Wintershall) қатарлиқ ширкәтләр бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر